МАХМУТ ШРИЙ - Анкара ширид.

Қазақстан жумһурийитиниң Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги һәм Хәлиқара түркий Мәдәнийәт тәшкилатиниң («ТҮРКСОЙ») қоллап қувәтлиши билән уюштуруливатқан гастрольлуқ сәпәрдә 24 апрель күни Анкара шәһириниң “Анкара рәссам һәм һәйкәл мирасгаһи” намлиқ театрида Уйғур театриниң коллективи мәшһүр түркшунас алим Маһмут Қәшқәрийниң «Дивани луғәт әт-түрк» намлиқ бебаһа әмгигиниң йоруқ көргинигә 950 жил толушиға бенаән, Әкрәм Әхмәтовниң «Маһмут Қәшқәрий» (режиссер Муһит Һезимов) тарихий драмисини тамашибинлар диққитигә һавалә қилди. Шундақла бу күни Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, тонулған рәссам Һашимжан Қурбанниң мәсъул болуши билән “Duniya Art” галереясиниң көргәзмиси уюштурулди.
Back to Top